![]()
Премьер-министр Олжас Бектенов Президентниң пуқраилар мәнпәәти үчүн елип бериливатқан ихтисадий ислаһат программисини әмәлгә ашуруш бойичә һөкүмәт әзалири вә дөләт органлири рәһбәрлири билән кәңәшмә өткүзди.
Һөкүмәтниң мәтбуат хизмити хәвәр қилишичә, вәтәнлик автомашина ишләпчиқарғучилар вә банктар хәлқ үчүн ләса автомашиниларни сетивелишни мәбләғләндүрүш программиларини давамлаштуриду.
Изахат. Лизинг — бу узун муддәтлик ижарә шәкли болуп, бу шараитта адәм яки компания мүлүкни (мәсилән, автомашина яки җабдуқни) ишләтсә, кейин уни сетивелиш имканийитигә егә болиду. Әслидә бу бөлүп төләш арқилиқ сетивелиш усулидур: лизинг ширкити керәклик мални сетивелип, уни харидарға айлиқ төләмләр бойичә тәқдим қилиду. Келишим мөһлити тамам болғанда, харидар бу мүлүкни қалдуқ баһаси бойичә сетивелиш һоқуқиға егә болиду. Адатта бундақ программилар карханилар, шәхсий содигәрләр вә өзини иш билән тәминлигәнләр үчүн көздә тутулған. Әмма һазир Қазақстанда бундақ механизм аддий пуқраилар үчүнму йолға қоюлушни пиланлаватиду, буниң арқилиқ уларму автомашиниларни техиму қулай шараитта сетивелиш имканийитигә еришәләйду.